афғанистанда өткән йили 3000 дин артуқ бигунаһ пуқра өлтүрүлди
бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм һәрикити (UNAMA) ниң байанатиға асасланғанда, өткән йили афғанистанда йүз бәргән һуҗумларда 3 миң 35 пуқра һайатидин айрилип, 5 миң 785 пуқра йариланған.

түркийә авази радийоси хәвири: байанатта бу айаллардин тәшкил тапидиғанлиқи уқтурулди.
байанатта йәнә, афғанистанлиқлар ара сөһбәтниң 2020-йили 12-сентәбирдә қатарниң пайтәхту доһада башлиниши билән бу хил һуҗумларниң көпийип кәткәнлики, һуҗумларниң %46 идә талибанларниң, %8 идә терорлуқ тәшкилати даешниң, %24 идә дөләт қисимлириниң җавабкарлиқи барлиқи тәкитләнди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм һәрикити (UNAMA) ниң йеқинқи 7 йилда афғанистандики өлүмләр һәққидә доклат тәййарлиғанлиқи вә бу мәзгилдә һәр йили 3000 дин артуқ бигунаһ пуқраниң қаза қилғанлиқи әскәртилди.
байанатта, афғанистандики өлүм нисбитиниң алдини елиш үчүн уруш тохтитиш тәләп қилинди.
талибан болса, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм һәрикити (UNAMA) ниң доклатини рәт қилип, өлүмләрдә һәқиқий җавабкарлиқи болғанларниң үсти йеепиливатқанлиқини илгири сүрди.
талибан пуқраларниң өлүмлириниң көпинчисигә сәвәб болғини чәтәл күчлириниң һуҗумлири икәнкиликини дәва қилмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

сири ланканда 500 дин артуқ мәһбус түрмидин қачти
500 дин артуқ мәһбус сири ланканиң давалап өзгәртиш түрмисидин қечип кәтти.

токйо 150 йилдин буйанқи әң иссиқ һава долқуниға дуч кәлди
йапонийәниң пайтәхти токйо вә әтрапи, 150 йилдин буйанқи әң иссиқ ийун ейини баштин кәчүрди.