иран: йапонийә вә йавропа иттипақидин байдинни қайил қилишини күтүватимиз

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф йапонийә вә йавропа иттипақидин америка қошма иштатлириниң теһранға қаратқан ембарголириға қарши пирезидент җо байдинни қайил қилишини күтүватқанлиқлирини ейтти.

1584422
иран: йапонийә вә йавропа иттипақидин байдинни қайил қилишини күтүватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: министир зәриф, «‹ Kyodo› агентлиқи» билән өткүзгән сөһбитидә, америка қошма иштатлириниң иранға қарши йүргүзүватқан ембарголири, йапонийәниң мурәссәчилик роли ойнаш еһтималлиқи вә иранниң йапонийә банкилиридики мал – мүлүклири һәққидә тохталди.

дөлитигә қарши америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезиденти доналд трамп һөкүмити тәрипидин йолға қойулған иқтисадий ембарголарниң бикар қилиниши үчүн йапонийә билән йавропа иттипақиниң, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинни қайил қилишини күтүватқанлиқлирини ейтқан зәриф, йапонийәниң «иранниң қәдинас дости» вә америка қошма иштатлири билән йахши мунасивәтләргә игә бир дөләт икәнликини тәкитләп мундақ деди: «алди билән хәлқара қанун саһәсидә йапонийәниң бир дост сүпитидә һәрикәткә өтүшини үмид қилимиз.»

америка қошма иштатлири иранға қарши йүргүзүватқан ембарголарниң қанунсиз икәнликини илгири сүргән зәриф, мундақ дәп көрсәтти: «америка қошма иштатлири хәлқара қанунни дәпсәндә қилғанлиқтин, йапонийә өз үстигә алидиған әң йахши рол, америкалиқларниң қанунсиз қарарлирини иҗра қилмайдиғанлиқлирини уларға көрситип қойушидур.»

зәриф, 2020 – йили, сентәбир ейида вәзипигә олтурған йапонийә баш вәзири суга йошиһиде һөкүмитигә, америка қошма иштатлириниң ембарголири сәвәбидин йапонийә банкилирида тоңлитип қойулған иранға аит мал – мүлүкләр вә сәрмайәләргә қарита чәклимиләрни йениклитиш тоғрулуқ чақириқта болди.

зәрифниң қаришичә, ембарголар сәвәбидин  йапонийә вә җәнубий корийә банкилирида, иранға аит тәхминән 10 милйард долларлиқ мал – мүлүкләр вә сәрмайәләр тоңлитип қойулмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر