америка: п к к ниң гарада түркийә пуқралирини шеһит қилғанлиқини дәлиллидуқ

америка қошма иштатлириниң әнқәрә баш әлчиси дәйвид саттерфелд гарада 13 түркийә пуқрасини бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң шеһит қилғанлиқини дәлиллигәнликлирини ейтти.

1584362
америка: п к к ниң гарада түркийә пуқралирини шеһит қилғанлиқини дәлиллидуқ

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, америка қошма иштатлириниң әнқәрә баш әлчиси дәйвид саттерфелд билән түнүгүн кәчтә дөләт мудапиә министирлиқида учришиш ишқа ашурулғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «учришишта, америка қошма иштатлириниң әнқәрә баш әлчиси дәйвид саттерфелд, гарада елип берилған һәрбий һәрикәт давамида шеһит болуп кәткән һәрбий хадимлиримиз вә һәрикәт җәрйанида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин шеһит қилинған 13 пуқрайимиз үчүн тәзийә билдүрди, гарадики қәтлиамниң җавабкариниң п к к икәнликини дәлиллиди.»

америка қошма иштатлириниң әнқәрә баш әлчиси дәйвид саттерфелдниң хаинларчә һуҗум тоғрулуқ түнүгүн елан қилған байанатида, «тоғра болса» дейиши, әнқәрәниң қаттиқ наразилиқини қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر