п к к бабқа һуҗум қилди

сүрийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң баб наһийәсигә қилған һуҗумида бир пуқра җенидин айрилди.

1584261
п к к бабқа һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби террорчилар, түркийә билән русийә оттурисида, 2019 – йили 22 – өктәбир күни һасил  қилинған келишимгә асасән бошитишқа тегишлик мунбич наһийәсини, террорлуқ һәрикәтлири базиси сүпитидә ишлитишни давамлаштурмақта.

мәлуматлириға қариғанда, террорчилар, ишғал астида тутуватқан мунбичтин, түркийә армийәсиниң  (2016 – йили авғусттин 2017 – йили мартқичә давамлашқан) «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити»районидики баб наһийәсиниң шәрқигә җайлашқан ум адәсә вә суккәриййә йезилириға минамийотлар арқилиқ һуҗум қилған, һуҗумда, ум адәсә йезисида бир пуқра һайатидин айрилған, бир пуқра йариланған.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к ниң 8 – феврал күни елип барған ракетамийот һуҗумида, 3 и нарисидә бала болуп, җәмий 9 пуқра җенидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر