тайландтики һөкүмәткә қарши намайишта тоқунуш йүз бәрди

тайландта асасий қанун ислаһати вә баш министир прайут чан-очаниң истипа беришини тәләп қилип, узундин бери намайиш өткүзүватқан һөкүмәткә қарши гуруппилар билән сақчилар тоқунушти.

1583143
тайландтики һөкүмәткә қарши намайишта тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: тәхминән миң кишилик гуруппа «падишаһқа асийлиқ қилиш қануни» даирисидә назарәткә елинған 4 кишиниң қойуп берилиши үчүн банкоктики демократийә абидиси алдида намайиш өткүзди.

намайишчилар йүрүш қилишиға йол қоймиған сақчиларға қизил бойақ, шишә ботулка вә чақмақ қатарлиқ партлатқуч буйумларни атти.

тоқунушта 20 дин артуқ сақчиниң йариланғанлиқи вә аз дегәндә 7 намайишчиниң қолға елинғанлиқи елан қилинди.

намайишчиларниң рәһбәрлиридин аттапол буапат достлириниң «кепилликкә қойуп берилиши» керәкликини илгири сүрүп, әгәр 7 күн ичидә қойуп берилмисә, келәр һәптә пайтәхттә техиму чоң паалийәт башлайдиғанлиқини тәкитлиди.

 

тайланд җинайи ишлар қануниниң 112-маддисиға асасасән падишаһлиқ түзүмини тәнқид қилғанларға 15 йилдин йуқири муддәтлик қамақ җазаси берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر