хитай BBC ни чәклиди

хитайда әнглийәниң «‹ BBC World News› телевизийә қанили» ниң пирограмма тарқитиши чәкләнди.

1582470
хитай BBC ни чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң йәр шари характерлик телевизийәси (CGTN) ниң хәвәр қилишичә, хитай дөләтлик радийо-телевизийә идариси байанат елан қилип, «‹ BBC World News› телевизийә қанили» ниң, хитайға мунасивәтлик хәвәрләрниң бир қисмида «һәқиқәттә чиң туруш вә битәрәплик пиринсипи» ға хилаплиқ қилғанлиқини илгири сүргән.

әнглийә ташқи ишлар вәзири доминик рааб, хитайға наразилиқ билдүрүп елан қилған йазма байанатида, «‹ BBC World News› телевизийә қанили» ниң пирограмма тарқитишини чәкләш қарарини, «ахбарат әркинликини қобул қилғили болмайдиған шәкилдә чәкләш» дәп атиди.

хитайниң дунйа миқйасида ахбарат вә интернет әркинликигә әң қаттиқ чәклимә қойуватқан дөләтләрниң бири икәнликини әскәрткән раб, бу ахирқи қәдәмниң, хитайниң дунйадики инавитигә зийан йәткүзүштин башқа һечнемигә әсқатмайдиғанлиқини илгири сүрди.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, хитайниң әнглийәниң ахбарат «‹ BBC World News› телевизийә қанили» ни чәклишигә наразилиқ билдүрди, қаттиқ әйиблиди, һәмдә бейҗиңни интернет вә ахбарат васитилириға чәклимә қоймаслиққа чақирди.

әнглийә ахбарат васитилирини назарәт қилиш оргини Ofcom, 4 – феврал күни, хитайниң инглиз тилида тарқитиш беридиған (CGTN) телевизийәсниң иҗазәтнамисини бикар қилғаниди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи, әнглийәниң CGTN телевизийәсиниң  иҗазәтнамисини бикар қилишини «қош өлчәмлик позитсийә» дәп атап, әнглийә һөкүмитини «хаталиқини түзитиш» кә чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر