хитай американиң җәнубий деңиздики һәрикәтлиригә наразилиқ билдүрди

хитай америка деңиз армийәсиниң икки авийаматкасиниң җәнубий деңизда ортақ маневир өткүзгәнликигә наразилиқ билдүрди.

1580606
хитай американиң җәнубий деңиздики һәрикәтлиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси ваң венбин күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида байанат елан қилип: «америка җәнубий деңизда көч көрситиш үчүн изчил һалда парахотлирини вә һава аппаратлирини йоллаватиду. бу райондики тинчлиқ вә муқилмлиққа пайдилиқ әһвал әмәс» деди.

у хитайниң игилик һоқуқини вә бихәтәрликини қоғдаш үчүн қәтийлик билән зөрүр қәдәмләрни басидиғанлиқини вә җәнубий деңизда тинчлиқ вә муқимлиқни қоғдаш үчүн район дөләтлири билән тиришидиғанлиқини билдүрди.

у фирансийә деңиз армийәсиниң икки парахотиниң җәнубий деңизда, «әркин сәпәр қилиш вәзиписини иҗра қилғанлиқи» һәққидики соалғиму, охшаш сөзләр билән җаваб бәрди.

америка деңиз армийәсиниң «у с с теодор рузвелт» (USS Theodore Roosevelt) вә «у с с нимитз» (USS Nimitz) намлиқ авийаматкалар, һәмдә бу авийаматкаларниң һуҗум парахотлири, җәнубий деңизда бирләшмә маневир өткүзгән иди.

америка өткән һәптә «у с с җон меккайин» парахотини, хитай игилик һоқуқи барлиқини илгири сүрүватқан җәнубий деңиздики парасел араллириға йеқин келидиған җайға әвәткән иди. хитай армийәси буниңға қарши һава вә деңиз аппаратлирини районға әвәтип америка парахотини йирақлаштурған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر