америка б д т кишилик һоқуқ кеңишигә қайтип кәлди

б д т американиң мәркизи җәнвәгә җайлашқан кишилик һоқуқ кеңишигә қайтидин қатнишишини мәннунлуқ билән қарши алди.

1579801
америка б д т кишилик һоқуқ кеңишигә қайтип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипиниң байанатчиси стефан дуҗарик (Stephane Dujarric) күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, кишилик һоқуққа мунасивәтлик барлиқ мәсилиләрниң музакирә қилинишида башчииқ қилинидиған кеңәштә, американиң «муһим авазини» аңлашни һайаҗан ичидә күтүватқанлиқлирини ейтти.

җо байдин һөкүмити американиң б д т кишилик һоқуқ кеңишигә «көзәткүчи» салаһийитидә қатнишишни қарар қилғанлиқини елан қилған иди.

сабиқ пирезидент доналд трамп 2018-йили исираилийәгә қарши бир тәрәплимә икәнликини сәвәб көрситип, б д т кишилик һоқуқ кеңишидин айрилған иди.

б д т кишилик һоқуқ кеңиши 2006-йили қурулған болуп, б д т ға әза дөләтләр кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға, б д т омумий кеңиши тәрипидин үч йиллиқ сайлиниду.

б д т кишилик һоқуқ кеңиши кишилик һоқуқ гәчмиши йахши болмиған дөләтләрниң әза болуп сайлиниши сәвәбидин пат-пат б д т ға әза дөләтләр вә иҗтимаий тәшкилатларниң тәнқидигә дучар болмақта.

кишилик һоқуқ кеңишигә, кишилик һоқуқ вәзийити начар дәп әйиблиниватқан хитай, русийә вә кубаға охшаш дөләтләрниң сайлиниши, иҗтимаий тәшкилатларниң наразилиқиға сәвәб болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر