дунйа сәһийә тәшкилати вухәндики тәкшүрүш нәтиҗилирини елан қилди

хитайда вухән вируси (Kovid-19) ниң йилтизини тәкшүрүватқан дунйа сәһийә тәшкилати һәйити, вирусниң тәҗрибиханидин чиқмиғанлиқини؛ вирус мәнбәсиниң шәпәрәң болушиниң зор еһтималлиқ икәнликини билдүрди.

1580433
дунйа сәһийә тәшкилати вухәндики тәкшүрүш нәтиҗилирини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати билән хитай һәйити мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, вухәндики тәкшүрүш нәтиҗилирини елан қилди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң һәйити вухән вирусиниң тәҗрибихана мәһсулати болуш еһтималиниң йоққа чиққанлиқини әскәртип, вирус мәнбәсиниң шәпәрәң болуш еһтималиниң йуқири икәнликини билдүрди.

дунйа сәһийә тәшкилати һәйитиниң билдүрүшичә, вухән вирусиниң тоңлитилған мәһсулат зәнҗиридин тарқалған болуш еһтимали болса йуқири икән.

дунйа сәһийә тәшкилати һәйити йәнә, вирусниң вухәндин тарқалғанлиқиниң ениқ әмәсликиниму қәйт қилди. шәһәрдики хуанән базиридин башқа җайда тарқалғанлиқиға мунасивәтлик дәлил-испатлар үстидә алаһидә тохталди.

хитай һәйити болса, вирусниң қайси һайвандин тарқалғанлиқиниң ениқ әмәсликини билдүрүп, вухәндинму тарқалғанлиқиға мунасивәтлик йетәрлик дәлилләрниң тепилмиғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر