мисирда 4 йилдин бери тутуп туриливатқан әлҗәзирә қанили мухбири қойуп берилди

мисирда тәхминән 4 йилдин бери түрмидә тутуп туриливатқан әлҗәзирә қанили мухбири, мисирлиқ журналист мәһмуд һүсәйин қойуп берилди.

1578786
мисирда 4 йилдин бери тутуп туриливатқан әлҗәзирә қанили мухбири қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизий қатарда турушлуқ әлҗәзирә телевизийә қанилиниң байанатида, журналист һүсәйинниң қойуп берилгәнлики билдүрүлди.

мисир даирилири тәрипидин йаки һүсәйинниң аилисидикиләрдин бу һәқтә һазирғичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.

мисир таратқулириниң 5-февралда елан қилған хәвәрлиридә, қаһирә җинайи ишлар сот мәһкимисиниң рәсмий қамақ җазаси бәрмәстин  2016-йилиниң ахиридин башлап түрмидә  тутуп туриватқан мисирлиқ журналист һүсәйинни қойуп бериш қарари алғанлиқи билдүрүлди.

бихәтәрлик қисимлири мисирлиқ журналист һүсәйинни 2016-йили 12-айда қаһирәдин қатарға аилисидикиләрни йоқлаш үчүн маңғанда айродуромда назарәткә алған иди.

тәптиш мәһкимиси һүсәйинни «чәкләнгән тәшкилатқа әза болуш, йалған хәвәр тарқитиш вә мисирни муқимсизлаштуруш » билән әйиблигән иди.

мисир билән қатар оттурисидики дипломатик мунасивәтләрни қайтидин әслигә кәлтүрүш үчүн ташланған қәдәмләр 5-йанварда сәуди әрәбистанниң әл-ула шәһиридә өткүзүлгән 41 – нөвәтлик  парис қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши башлиқлар йиғинида һасил қилинған пикир бирликини асас қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر