бермада тәхминән 300 парламент әзаси һәрбий һакимийәткә қарши бирләшмә байанат елан қилди

бермада тәхминән 300 парламент әзаси бирләшмә байанат елан қилип, сийасий өзгириш билән һоқуқни тартивалған һәрбий һакимийәтни рәт қилди.

1578690
бермада тәхминән 300 парламент әзаси һәрбий һакимийәткә қарши бирләшмә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, түнүгүн тәхминән 300 парламент әзаси иҗтимаий алақә тори фейсбукта синлиқ байанат елан қилип, хәлқниң бир бирдин һәқиқй вәкиллириниң өзлири икәнликлирини билдүргән.

парламент әзалири сийасий өзгириш билән тативилиниған һакимийәтни қобул қилмайдиғанлиқлирини тәкитләп, сайлиғучиларға вакалитән демократийә күришини қәтий давамлаштуридиғанлиқлирини уқтурған.

һәрбийләр 1- февралда һакимийәтни тартивалғандин буйан бермада сийасий өзгиришкә қарши намайишлар давамлашмақта.

һәрбий һакимийәт намайиш өткүзүлишиниң алдини елиш үчүн көчмә торға чиқишни вақтинчә тохтатқан болуп, иҗтимаий алақә тор бекәтлири фесбук, тивиттер вә инитеграмға киришму чәкләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر