б д т: афғанистандики түрмиләрдә мәһбуслар қийин-қистаққа вә хорлинишқа учримақта

афғанистандики түрмиләрдә мәһбусларниң қийин-қистаққа вә начар муамилиләргә учраватқанлиқи билдүрүлди.

1576917
б д т: афғанистандики түрмиләрдә мәһбуслар қийин-қистаққа вә хорлинишқа учримақта

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм әтрити (UNAMA) тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, афғанистан түрмилиридики мәһбусларниң қануний мәсилилиригә сәл қариливатқанлиқи тәкитләнди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистандики йардәм әтрити (UNAMA) афғанистан һөкүмитиниң контроллуқидики 63 түрмидә мәһбуслар билән көрүшүп доклат тәййарлиди.

 доклатта, «афғанистанда мәһбуслар қийин-қистаққа вә хорлаишқа учримақта» дейилди.

қийнаш вә начар муамилә қилишниң афғанистан қануниға шундақла хәлқара қанунларға хилап икәнлики әскәртилип, һөкүмәтниң мәһбусларға қаритилған зораванлиқларни азайтиш җәһәттики тиришчанлиқлириға қаримастин, түрмиләрдики қийин-қистақларниң давамлишиватқанлиқиниң әндишә йаритиватқанлиқи тәкитләнди.

байанатта, талибанниң контроллуқидики түрмиләрниң әһвали һәққидә һечқандақ мәлумат йоқлиқи билдүрүлди.

байанатта, қийнашқа даир әң көп шикайәт келиватқан вилайәтниң қәндиһар икәнлики әскәртилип, қийин-қистақ вә начар муамилиләрни ахирлаштуруш керәклики уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر