бир қисим шәрқ дөләтлиридики йуқум әһвалиға алақидар санлиқ мәлуматлар؛

дунйа миқйасида ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 2 милйон 263 миңдин ашти. йуқумланғанларниң сани 104 милйон 404 миңдин  ешип, әслигә кәлгәнләрниң сани 76 милйон 283 миңға йәтти.

1576467
бир қисим шәрқ дөләтлиридики йуқум әһвалиға алақидар санлиқ мәлуматлар؛

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанда йеқинқи 24 саәт ичидә йуқум сәвәбидин 113 киши қаза қилди, 11 миң киши йуқумланди. һиндистанда қаза қилғанларниң омумий сани 154 миң 635 кә, йуқумланғанларниң сани 10 милйон 778 миң 206 гә йәтти.

вухән вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүш үчүн хитайниң вухән шәһиригә йетип барған дунйа сәһийә тәшкилати вәкилләр өмики вирус тәтқиқати институти тәҗрибиханисини зийарәт қилди.

йапонийәдә 5 миң 794 ши йуқумда қаза қилди вә йуқумланғанларниң сани 391 миң 626 гә йәтти. баш министир суга йошиһиде ковид -19 ға қарши ваксина әмләш хизмәтлириниң мушу айниң оттурилирида башлинидиғанлиқини ейтти. суга йошиһиде 126 милйонлуқ нопусниң һәммигә йәткүдәк дәриҗидә ваксина сетивелиш нишаниниң давам қиливатқанлиқини билдүрди.

пәләстиндә вухән вируси сәвәбидин 1849 адәм киши қаза қилди вә тәхминән 160 миң киши йуқумланди. пәләстин сәһийә министирлиқи ваксина әмләш хизмәтлириниң биринчи басқучта ковид -19 җиддий кесәллик бөлүмлиридә ишләватқан дохтурхана хадимлиридин башланғанлиқини билдүрди.  иккинчи басқучта  60 йаштин йуқири йашанғанлар вә созулма характерлик бемарларға  ваксина әмлинидиғанлиқини уқтурди.

шималий қибрис түрк җумһурийитидә  йуқум башланғандин буйан 14 киши җенидин айрилди.  йеқинқи 24 саәт ичидә йуқумланғучилар сани 2 миң 433 кә йәтти. шималий қибрис түрк җумһурийитидә толуқ чәклимиләрни йолға қойуш музакирә қилинмақта.

сәуди әрәбистанда йуқум башланғандин буйан  6 миң 383 киши қаза қилди. 368 миң 639 киши йуқумланди. сәуди әрәбистанда бүгүндин башлап 20 дөләттин кирип- чиқиш вақтинчә тохтитилди.

ирақта вирус сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 13 миң 68 гә, йуқумланғучиларниң сани 621 миң 755 кә йәтти. һөкүмәт йуқумлиниш нисбитиниң ешишишға қарита кочиға чиқишни чәкләшни йолға қойуш мумкинлики һәққидә агаһландуруш елан қилип, «маска тақаш вә иҗтимаий арилиқ сақлаш» чақириқида болди.

умманда ковид -19 сәвәбидин һайатидин айрилғанларниң сани  1532 гә, кувәйттә 960 қа, әрәб бирләшмә хәлипиликидә 866 гә, бәһрәйндә 376 гә вә қатарда 249 ға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر