голландийәдә русийә өктичиси алексей навалний үчүн намайиш өткүзүлди

голландийәниң пайтәхти амстердамда бир йәргә җәм болған намайишчилар, русийә өктичиси алексей навалнийниң қойуп берилишини тәләп қилип намайиш өткүзди.

1574890
голландийәдә русийә өктичиси алексей навалний үчүн намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар амстердамдики вонделпаркқа йиғилип «алексей навалнийға әркин», «қатил путин», «путин, истипа беридиған пәйт кәлди!», «путин вә униң достлириға ембарго йүргүзиңлар, русийә пуқралириға әмәс», «һәқиқәтни сөзләш җинайәт әмәс» дәп йезалған лозинкиларни ачти һәмдә «навалнийға әркинлик» вә «адаләтни тәләп қилимиз» дегән шоарларни товлиди.

елан қилинған бабайанатларда путинниң әдлийә органлирини өктичиләрни җимиқтуруш үчүн ишләткәнлики вә буниңға хатимә бериш керәклики билдүрүлди.

росийәниң томск шәһиридин москваға бериш үчүн 2020-йили 20- авғустта айропиланғаолтурған навалний, айропиланниң ичидә туйуқсиз һушидин кәткән вә айропилан омск шәһиригә җиддий қонған иди.

омск шәһиридики дохтурханида елип берилған тәкшүрүштә навалнийниң чийиға арилаштурулған бир мадда билән зәһәрләнгәнлики илгири сүрүлгән иди.

44 йашлиқ навалний 2020-йили 22-авғустта омсктин хусусий  айропилан билән берлиндики хәйр-сахавәт дохтурханисиға йөткәп келингән иди.

алекис навалний 17-йанвар германийәдин қайтқинида москва айродромидила назарәткә елинған  вә арқидинла  сотта қамақ җазаси берилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر