дунйа сәһийә тәшкилати һәйити вухәндики паалийәтлирини башлиди

«ковид – 19» йуқуминиң оттуриға чиқиш сәвәблирини тәкшүрүш үчүн хитайниң вухән шәһиригә кәткән дунйа сәһийә тәшкилати һәйити паалийәтлирини башлиди.

1573970
дунйа сәһийә тәшкилати һәйити вухәндики паалийәтлирини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати һәйити, саһәдики тунҗи тәкшүрүши үчүн, йуқум оттуриға чиққан дәсләпки күнләрдә бимарлар даваланған хубей хитай вә вә ғәрб тебабити универсал районлуқ дохтурханисини зийарәт қилди. һәйәт зийарәт һарписида лйаң ваннийән башчилиқидики хитай дөләтлик сәһийә комитети һәйәтлири билән көрүшти.

дунйа сәһийә тәшкилати мутәхәссислири, алдимиздики күнләрдә йуқумлиниш әһвали тунҗи қетим оттуриға чиққан хуәнән деңиз мәһсулатлири йемәклик базири вә «ковид – 19» йуқуми институтида тәкшүрүш елип беришни пиланланлимақта.

америка қошма иштатлири, австралийә, германийә, йапонийә, әнглийә, русийә, голландийә, қатар вә вейтнамдин мутәхәссисләр вә тәтқиқатчилардин тәшкил тапқан һәйәт, 14 – йанвар күни мәхсус айропилан билән вухән шәһиригә кәткәниди.

шәһәргә йетип барғандин кейин, 14 күнлүк карантин астиға елинған һәйәт, бу басқучта хитай даирилири билән тор йиғинлирини өткүзүп, учур алмаштурғаниди.

дунйа, «ковид – 19» йуқумидин тунҗи қетим, 2019-йили,  31 – декабир күни, хубей өлкисигә қарашлиқ вухән шәһиридә «мәнбәси намәлум сирлиқ нәпәс йоли кесәлликлири» ниң оттуриға чиққанлиқидин,  дунйа сәһийә тәшкилатиниң доклати арқилиқ хәвәр тапқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر