«пул- муамилә вақит гезити» түркийәниң африқадики паалийәтлири тоғрисида мақалә елан қилди

әнглийәдә чиқидиған «пул- муамилә вақит гезити» түркийәниң африқадики паалийәтлирини мәркәз қилған бир парчә мақалә елан қилди.

1565966
«пул- муамилә вақит гезити» түркийәниң африқадики паалийәтлири тоғрисида мақалә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «пул- муамилә вақит гезити»ниң түркийә тоғрисидики мақалисидә, африқа қаналлирида тарқитилған түрк телевизийә тийатирлириниң әнқәрәниң бу қитәгә көрситиватқан тәсириниң күнсери күчийиватқанлиқиниң кичик, әмма көрүнәрлик бәлгиси икәнлики оттуриға қойулди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәниң африқа қитәси билән болған мунасивитиниң гүллинишигә башламчилиқ  қилғанлиқи тәкитләнгән мақалидә: «түркийә 2009- йилдин буйан африқадики әлчиханилириниң санини 12 дин 42 гә чиқарди, әрдоған 20 дин артуқ африқа дөлитидә зийарәттә болди» дегән ибариләргә орун берилди.

әнқәрәниң сенегалдики олимпик көлчики, сомалидики әң чоң һәрбий газарма вә җибутидики чоң җамәгә охшаш африқадики асаслиқ ул әслиһә келишимлири вә тохтамларға әһмийәт беришиниң, районға иқтисадий вә сийасий җуғрапийәлик җәһәттә әһмийәт бериватқанлиқиниң намайандиси икәнлики қәйт қилинди.

түркийәниң йоллирини елип, чоң һәрбий мәшиқ лагери қурған сомалида мәвҗутлуқини давамлаштуруватқанлиқи, мәктәпләрни селип оқуғучиларға оқуш мукапат пули бериватқанлиқи әскәртилгән мақалидә: «у йәрдә шундақ сехийлиқлар намайан қилиндики, бир қисим аилиләр оғул пәрзәнтлиригә әрдоғанниң исмини қойди» дейилди.

мақалидә африқилиқ мутәхәссис рашид абдиниң: «түркийә сомалидики рошән чоң күч, әмма түркийә ефийопийәдики интайин муһим сода күчи» дегәнләрни сөзлиригә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر