дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи ирқчилиққа қарши агаһландуруш елан қилди

дунйа мусулман өлималар бирликиниң баш катипи әли муһиддин әл қарадағи йеңидин әвиҗ елишқа башлиған ирқчилиқ вә миллий айримчилиқ һәққидә агаһландуруш елан қилди.

1565167
дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи ирқчилиққа қарши агаһландуруш елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әли муһиддин әл қарадағи фейсбук һесабида елан қилған учурида, ирқчилиқ вә миллий кәмситишниң инсанийәт үчүн зор хәтәр икәнлики тәрәпкә һәмминиң диққитини тартип, «бу мәсилә тарих бойичә тоқунуш, малиманчилиқ вә инсанниң хорлинишиға сәвәб болуп кәлгән» деди.

илаһий қанун вә хәлқаралиқ қанунларниңму ирқчилиқ вә миллий кәмситишни чәкләйдиғанлиқини, әң башта ислам дининиң буни чәкләш арқилиқ инсанларниң баравәрликини ишқа ашурушқа зор тиришчанлиқ көрсәткәнликини тәкитлигән қарадағи, барлиқ кишиләрни бир йәргә җәм болуп, ирқчилиқ вә миллий кәмситишни түгитиш үчүн һәр түрлүк тиришчанлиқларни көрситишкә чақирди.

әли муһиддин әл қарадағи ириқчилиқниң ислам дининиң тарқилишиға қарши күрәш баһаниси билән йеңидин, интайин күчлүк бир шәкилдә оттуриға чиққанлиқини тәкитләп, «әмма биз ғәрбни вә башқиларни ирқчилиққа қарши вә буниң мусулманларғила әмәс, пүткүл инсанийәткә елип келидиған һалакәтлик тәсиригә қарши агаһландурдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر