ваксина әмләшни халайдиғанларниң сани әң көп әнглийәдә

«ковид – 19» ваксиниси  әмләшни халайдиғанлар саниниң әң көп әнглийәдә, әң аз фирансийәдә икәнлики ениқлап чиқилди.

1564855
ваксина әмләшни халайдиғанларниң сани әң көп әнглийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: тәтқиқат ширкити YouGov елип барған бир рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, әнгилийә пуқралири билән данийәликләр, «ковид – 19» ваксиниси әмләткүзүшни халайдикән, фирансийәликләр билән полшалиқлар болса арисалдилиқ ичидә икән.

рай синашқа қатнашқанлардин әнглийәликләрниң % 73 ти, данийәликләрниң % 70 ти ваксина әмләткүзүшни халайдиғанлиқини билдүргән.

америка қошма иштатлирида рай синашқа қатнашқанларниң йеримидин азрақи, ваксина әмләткүзүшни халайдиғанлиқи билдүргән болуп, бу нисбәт алдинқи йили ийулдин буйан һеч өзгәрмигән.

полшада рай синашқа иштирак қилғанларниң % 37 ти, фирансийәдә % 48 ти, тәклип қилинған тәқдирдә, ваксина әмләткүзүшни рәт қилмайдиғанлиқлирини ипадилигән.

йәнә бир тәрәптин, рай синаш нәтиҗисидә, нурғун дөләтләрдә көп сандики аз санлиқлар алдирап ваксина әмләткүзүшни халимайдиғанлиқини билдүргән.

рай синашқа қатнашқучилар, аввал күтүш вә ваксиниларниң ишәнчилик йаки әмәсликини көрүш нийити барлиқини ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر