мексикада қораллиқ һуҗум йүз бәрди

мексикада йүз бәргән қораллиқ һуҗумда бир аилидин 5 киши җенидин айрилди.

1563416
мексикада қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мексиканиң гуанаҗато шәһириниң ирапато наһийәсидә бир аилә намәлум қораллиқларниң һуҗумиға учриди, һуҗумда аилиниң 4 и айал 5 әзаси қаза қилди.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, қораллиқ зораванлар нәқ мәйданға икки аптомобил билән кәлгәндин кейин, аилә әзалириға аптоматик қораллар билән һуҗум қилған. һуҗумдин кейин, җавабкарларни тутуш үчүн кәң даирилик ахтуруш башланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر