американиң сомалидики һәрбий һәрикитидә нурғун әшшәбаб әзаси өлди

америка қошма иштатлириниң сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбабға қарши елип барған һава һуҗуми давамида террорлуқ тәшкилатиниң мәсуллириниму өз ичигә алған 5 террорчи бир тәрәп қилинди.

1560381
американиң сомалидики һәрбий һәрикитидә нурғун әшшәбаб әзаси өлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири африқа қисимлири қоманданлиқ иштабиниң билдүрүшичә, саһа вайне районида, түнүгүн елип берилған һава һуҗумида өлтүрүлгән 5 террорчи арисида, илгири америка вә сомали күчлиригә қарши елип берилған һуҗумға арилашқанлиқидин гуманлиниватқан бир кишиму бар икән.

байанатта тәкитлинишичә, һава һуҗумида пуқралар зийанға учримиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر