филиппинда йүз бәргән су апитидә нурғун адәм өлди

филиппинда қара йамғур кәлтүрүп чиқарған су апитидә кәм дегәндә 5 киши һайатидин айрилди.

1557859
филиппинда йүз бәргән су апитидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: филиппинниң лузон арилиниң бикол районида уда бирқанчә күндин буйан йеғиватқан қара йамғур кәлтүрүп чиқарған  су апитидә 5 киши һайатидин айрилди, көп санда киши йоқап кәтти.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, районда йоқап кәткәнләрни издәш – қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта икән.

филиппинда бултур нойабир ейиниң башлирида йүз бәргән «гони» намлиқ  «тәйфең борини» сәвәбидин, лузон арилидики тәхминән 1 милйон адәм өй - маканлиридин тарқақлаштурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر