пакистанниң балучистан өлкисидә көмүр кени ишчилири намәлум кишиләр тәрипидин тутуп кетилди

пакистанниң белучистан өлкисидә көмүр кени ишчилирини тутқун қилған қораллиқ һуҗумчилар 11 кишини өлтүрүп, 4  кишини йаридар қилди.

1556344
пакистанниң балучистан өлкисидә көмүр кени ишчилири намәлум кишиләр тәрипидин тутуп кетилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң белучистан өлкисигә қарашлиқ мач йезисидики көмүр кени ишчилири йеқин әтраптики тағқа тутуп кетилди.

пакистанниң алақидар мәсуллири қораллиқ унсурларниң тутқун қилинған кан ишчилириға тағда оқ чиқириши сәвәбидин 11 кишиниң қаза қилғанлиқини вә  4 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

һуҗумниң кимләр тәрипидин вә немә үчүн елип берилғанлиқи намәлум. вәқә һәққидә кәң көләмлик тәкшүрүшләр давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر