сүрийәдә пуқралар һуҗумға учриди

сүрийәдә пуқралар олтурған аптобусқа қилинған һуҗумда 28 пуқра җенидин айрилди.

1554984
сүрийәдә пуқралар һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә дөләтлик хәвәр агентлиқи (сана) ниң хәвәр қилишичә, түнүгүн шу җай вақти чүштин кейин саәт 4 әтрапида дирәззур – тәдмур таш йоли бойиға җайлашқан кәбаҗиб районида, пуқралар олтурған аптобус һуҗумға учриған, һуҗумда 28 пуқра һайатидин айрилған, 13 пуқра йариланған.

хәвәрдә дейилишичә, һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә алған қораллиқ гуруппа, америка күчлириниң контроллуқидики ийорданийә чеграсиға җайлашқан танф райони тәрәптин келип, аптобусқа от қойувәткәндин кейин, чөлдә ғайиб болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر