малида фирансийә әскәрлири һуҗумға учриди

африқа дөләтлиридин малида вәзәпә өтәватқан 3 фирансийә әскири һуҗумға учрап һайатидин айрилди.

1553708
малида фирансийә әскәрлири һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә (пирезидент мәһкимиси) елисе сарийи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, малиниң һомбори районида һәрбий һәрикәт елип бериватқан әскәрләрниң бироневики бомба һуҗумиға учриған. бомбиниң партлиши нәтиҗисидә, 3 фирансийә әскири һайатидин айрилған.

байанатта тәкитлинишичә, фирансийә пирезиденти еммануел макрон, һуҗумда һайатидин айрилған әскәрләрниң аилә тавабиатлиридин һал сориған вә тәзийә билдүргән.

фирансийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, һуҗум түнүгүн әтигән йүз бәргән.

фирансийә 2014 – йили башланған «баркһанә һәрикити» даирисидә, саһел районидики мавританийә, мали, буркина фасо, нигер вә чадқа 5100 әскәр орунлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر