хитай америка һөкүмити тәстиқлиған тибәт қануниға  наразилиқ билдүрди

хитай америка һөкүмити имзалиған тибәт қануниға наразилиқ билдүрүп, тибәтниң хитайниң ички иши икәнликини вә чәтәлниң арилишишиға һәргиз йол қоймайдиғанлиқлирини билдүрди.

1553417
хитай америка һөкүмити тәстиқлиған тибәт қануниға  наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җав личин бейҗиңда өткүзүлгән қәрәллик мухбирларни күтүвелиш йиғинида америка президенти доналд трамп имзалиған 2020 - йиллиқ тибәт сийасити вә қоллаш қануниға қәтий қарши туридиғанлиқини җакарлиди.

йайанатчи җав: «тибәт хитайниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқиға мунасивәтлик мәсилидур вә қәтий һалда хитайниң ички ишидур.  һәр қандақ ташқи күчниң арилишишиға йол қойушқа болмайду» деди.

җав американи тибәткә вә хитайниң ички ишлириға арилишишни тохтитишқа шундақла алақидар қанунни иҗра қилмаслиққа чақириқ қилип, өзара мунасивәтләрниң зийанға учримаслиқи үчүн бу хил һәрикәтләрдин узақ туриши керәкликини оттуриға қойди.

җав йәнә, хоңкоңдин тәйвәнгә өтүватқанда қолға елинған 12 хоңкоң пуқрасиниң  қойуп берилиши үчүн американиң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиханисиниң йоллиған тәлипи үстидиму тохтилип, америка тәрәпниң бу тәләп арқилиқ пакитларни көрмәскә селиватқанлиқини, тоғра билән хатани арилаштурувәткәнликини тәкитлиди һәмдә бу кишиләрниң делосиниң сотлиниш басқучида икәнликини ейтти.

трамп имзалиған қанунда, хитайниң тибәт аптоном районида консулхана ечишқа йол қойулишини вә келәр қетимлиқ далай ламаниң тибәт буддист хәлқи тәрипидин тәйинлинишигә капаләтлик қилинишини һәмдә буниңға хитай хөкүмитиниң арилашмслиқини капаләткә игә қилиш үчүн хәлқаралиқ бир иттипақ қурулишини өз ичигә алиду.  

шинҗин җамаәт хәвипсизлики идариси 14 – сентәбир күни хоңкоңдин тәйвәнгә өтмәкчи болған 12 өктичи шәхсниң қолға елинғанлиқини елан қилған иди. мәһбуслар сотқа тапшурулған вә  сотлаш җәрйаниниң  ахбаратларға йепиқ болидиғанлиқи елан қилинған болуп,  мәһбусларниң аилә-тавабиатлири буниңға қаттиқ наразилиқ билдүргән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر