ливанда сүрийәлик панаһланғучиларниң лагериға от қойуп берилди

ливанниң шималида йүз бәргән талаш – тартиштин кейин, сүрийәлик панаһланғучиларниң чедир лагериға от қойуп берилди.

1552578
ливанда сүрийәлик панаһланғучиларниң лагериға от қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвәр қилишичә, түнүгүн кәчтә ливанниң шималидики тираблусшам шәһиригә қарашлиқ минйә районида бир түркүм сүрийәлик панаһланғучилар билән ливанлиқлар оттурисида талаш - тартиш йүз бәргән.

талаш-тартишниң күчийиши вә кейинчә қораллиқ тоқунушқа айлиниши сәвәбидин аз дегәндә 3 киши йариланған.

қораллиқ тоқунуштин кейин, райондики сүрийәлик панаһланғучиларға тәвә лагерлардин бирисигә ливанлиқ гуруппа от қойуп бәргән.

от апитиниң қисқа вақит ичидә лагерларға кеңәйгәнлики вә чедир лагерда йашайдиған нурғун сүрийәлик панаһланғучиларниң тираблусшамға қачқанлиқи, йәнә бәзилириниң әтраптики етизларға қечип киривалғанлиқи билдүрүлди.

узун өтмәй нәқ мәйданға йетип кәлгән от өчүрүш аптомобиллири отни өчүрүшкә башлиди, җамаәт хәвпсизлики вә  һәрбий қисимлар районни чәмбәр астиға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر