алҗирийә фирансийәдин мустәмликә дәвригә аит һөҗҗәтләрни тәләб қилди

алҗирийә пирезиденти мәслиһәтчиси абдулмәҗид шәйх фирансийәдин мустәмликә дәвригә тәвә һөҗҗәтләрни тәләб қилди.

1549784
алҗирийә фирансийәдин мустәмликә дәвригә аит һөҗҗәтләрни тәләб қилди

түркийә авази радийоси хәвири: абдулмәҗид шәйх дөләт радийосиниң зийаритини қобул қилип, фирансийәниң алҗирийәдики мустәмликичи өтмүшини унтуп қалмайдиғанлиқини вә бу архипларни йепип қоймайдиғанлиқини ейтти.

фирансийә пирезиденти еммануел макронн шәнбә күни елан қилған байанатида, алҗирийәлик мәнсәпдиши абдулмәҗид тәббунға франсийәниң мустәмликә дәври һөҗҗәтлиригә алақидар доклатниң 2021 – йили йанварда тәййар болидиғанлиқини  билдүргән иди.

фирансийә мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда, икки дөләт оттурисида йаришишни ишқа ашуруш вәзиписигә тәйинләнгән алҗирийә тарих мутәхәссиси бенҗамин стора макронға мустәмликә архиплириниң һәл қилинишиға мунасивәтлик бир доклат сунған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر