америкада сүний әқиллиқ учқучи айропиланда вәзипә өтиди

америка армийәси тунҗи қетим сүний әқил иқтидариға игә учқучини, бир чарлаш айропиланида йардәмчи учқучи қилди.

1547021
америкада сүний әқиллиқ учқучи айропиланда вәзипә өтиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка һава армийәси тунҗи қетим сүний әқилгә игә учқучиниң йардәмчи учқучи қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, америка һава армийәсиниң калифорнийәдики бел (Beale) һава армийә базисидики

«U-2» типлиқ чарлаш айропиланида, «U-2» (R-2) типлиқ сүний әқилгә игә йардәмчи учқучиниң ишлитилгәнлиқи қәйт қилинди.

буниң үчүн уда үч йил тәтқиқат қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта, учуш җәрйанида сүний әқилгә игә учқучиниң сензор қоллиниш вә тактикилиқ йол башлашқа мәсул икәнлики көрситилди.

байанатта мундақ дейилди:

«сүний әқилгә игә учқучи башқурулидиған бомба һуҗумини тәқлид қилиш арқилиқ разведка қилиш вәзиписини орундиди.асаслиқ вәзиписи дүшмәнниң айропиланини көзитиш болуп, дүшмәнниң қойуп бериш суписини байқаш иди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر