афғанистанда пуқралар һуҗумға учриди

афғанистанниң нангархар вилайитидә йүз бәргән бомба һуҗумида 4 пуқра һайатидин айрилди.

1545012
афғанистанда пуқралар һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири:  мәлуматларға қариғанда, нангархар вилайитиниң хоңйани наһийәсигә қарашлиқ зави районида, йол четигә орунлаштуруп қойулған бомбиниң, пуқралар олтурған аптомобил өтүп кетиватқанда партлиши нәтиҗисидә, 4 пуқра һайатидин айрилған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر