американиң икки йадро бомбардиманчи айропилани оттура шәрқтә учти

америка мәркизи қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) һава армийәсиниң «B-52H» типлиқ икки йадро бомбардиманчи айропиланиниң, иккинчи қетим оттура шәрқ һава тәвәликидә учқанлиқини елан қилди.

1543619
американиң икки йадро бомбардиманчи айропилани оттура шәрқтә учти

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизи қоманданлиқ иштаби «B-52H» типлиқ икки йадро бомбардиманчи айропиланиниң иккинчи қетим оттура шәрқ һава тәвәликидә, американиң районлуқ һәрбий шериклиригә болған садиқлиқини намайан қилип учқанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, америка мәркизи қоманданлиқ иштабиниң қомандани кенис ф.микензи (Kenneth F. McKenzie) ниң бу һәқтә қилған сөзлиригә орун берилди.

у: «дунйаниң йәнә бир бурҗикидә истратегийәлик бомбардиманчи айропиланларни тохтатмай учуруш вә уларни қисқа вақит ичидә    нурғун районлуқ шериклиримз билән бир гәвдиләштүрүш, районлуқ муқимлиқ вә хәвпсизликкә садиқ икәнликимизниң вә йеқин хизмәт қилиш мунасивәтлиримизниң көрсәткүчи» деди.

америка өткәнки һәптиләрдә оттура шәрқ һава тәвәликидә буниңға охшайдиған учушларни әмәлгә ашурған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر