йапонийә русийәгә нота тапшурди

йапонийә курил арилиға башқурулидиған бомба мудапиә қалқан системиси орунлаштурған русийәгә нота тапшурди.

1538857
йапонийә русийәгә нота тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә кабентиниң баш катипи като катсунобу ахбарат елан қилиш йиғинида, русийәниң хоккайдониң шималиға җайлашқан курил тақим араллиридин еторофу арилиға «S-300V4» типлиқ башқурулидиған бомба қалқан системиси орунлаштурғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

у: «орунлаштуруш шималдики районларда русийәниң һәрбий әслиһәлирини топлишиға пайдилиқ. бу әһвал дөлитимизниң аралларға болған орниға мас кәлмәйду, буни қобул қилғили болмайду» деди.

у дипломатик йоллардин наразилиқ нотаси тапшурулғанлиқини вә еторофуға башқурулидиған бомба системиси орунлаштурушқа рухсәт қилинмайдиғанлиқини әскәртип: «шималдики районларни өз ичигә алған йирақ шәрқтә, русийәниң һәрбий һәрикәтлирини вә буниң бихәтәрлик нуқтисидики нәтиҗилирини йеқиндин көзитишни давамлаштуримиз» деди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи районда русийә һава тәвәликигә хилаплиқ қилинған сенарийәлиридә, курил араллириға орунлаштурулған «S-300» һава системилириниң тәкшүрүлгәнлики учуриға орун бәргән иди.

русийәниң байанатида, аралларға тунҗи қетим орунлаштурулған һава қалқан системилириниң «S-300» типиниң ахирқи әвлад ишләпчиқириши болған «S-300V4» системиси икәнлики әскәртилгән иди.

сабиқ советләр иттипақи иккинчи дунйа урушиниң ахирида, йәни 1945-йили йапонийәниң тинч окйан билән оһотск деңизини бир-биридин айрип туридиған тәхминән 1300 километир узунлуқта созулуп йатидиған курил тақим араллирини өзигә қошувалған иди.

шуниңдин кейин, йапонийә тәрәп «шимал районлири» дәп атайдиған земин парчиси мәсилисидики маслашмаслиқ сәвәбидин, русийә билән йапонийә оттурисида тинчлиқ келишими имзалиниши үчүн өткүзүлгән учришишлар нәтиҗисиз қалмақта.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر