америка хитай компартийәси әзалири вә аилә - тавабиатлириға йеңи виза чәклимиси қойди

америка қошма иштатлири, хитай коммунистик партийәси әзалири вә уларниң аилә- тавабиатлириниң америкада зийарәттә болушиға чәклимә қойидиған йеңи виза бәлгилимилирини елан қилди.

1539072
америка хитай компартийәси әзалири вә аилә - тавабиатлириға йеңи виза чәклимиси қойди

түркийә авази радийоси хәвири: «нйу йорк вақит гезити» ниң хәвиригә қариғанда , америка ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, америкаға келидиған хитай компартийәси әзалири вә уларниң аилә-тавабиатлири үчүн йеңи қаидиләрниң оттуриға қойулғанлиқи елан қилған.

байанатта, хитай компартийәси әзалири вә уларниң аилә-тавабиатлириға сайаһәт визиси чәклимиси қойушниң қарар қилинғанлиқини, бу даиридә мәзкур кишиләрниң сайаһәт визилириниң инавәт муддитиниң 1 ай болидиғанлиқи вә йалғуз бир қетим кириш биләнла чәклинидиғанлиқи қәйт қилинған.

мөлчәрлинишичә, мәзкур чәклимә хитай компартийәсигә әза 270 милйонға йеқин хитай пуқрасиға тәсир көрситидикән.

буниңдин илгири хитайниң нормал пуқралириға охшашла хитай компартийәси әзалириму 10 йил инавәтлик америка зийарәт визиси алалайтти.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси хуа чүнйиң, американиң хитай компартийәси әзалири вә униң аилә – тавабиатлириға қаритилған виза чәклимисигә инкас қайтуруп, американиң мәзкур қәдиминиң хитайға қаратқан  сийасий бесиминиң күчәйтилиши вә америкадики хитайға қарши ашқун күчләр пәйда қилған идеологийәлик бир тәрәплимә қарашниң мәһсули икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر