афғанистан һөкүмити билән талибан сөһбәтләрни давамлаштуруш тоғрисида келишти

афғанистан һөкүмити вә талибан вәкиллири қатарда елип бериливатқан тинчлиқ сөһбәтлирини давамлаштуруш тоғрисида бирдәклик һасил қилди.

1538604
афғанистан һөкүмити билән талибан сөһбәтләрни давамлаштуруш тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: толонйузниң хәвиригә қариғанда, қатарниң пайтәхти доһада елп берилған сөһбәтләр нәтиҗисидә, афғанистан һөкүмити билән талибан һәйити тинчлиқ сөһбәтлирини давамлаштуруш тоғрисида дәсләпки қәдәм рамка келишими имзалиған.

афғанистан пирезидентлиқ мәһкимиси байанатчиси сиддиқ сиддиқи доһада елип бериливатқан тинчлиқ сөһбәтлири тоғрисида тивиттердики адресида учур һәмбәһрилигән.

афғанистан пирезиденти әшрәф ғениниң сөһбәт нәтиҗисигә йуқири баһа бәргәнликини әскәрткән сиддиқи, «бу, афған хәлқиниң тинчлиқниң давамлишиши йөнилишидики һәл қилғуч әһмийәткә игә тәлипи сүпитидә омумйүзлүк уруш тохтитишни өз ичигә алған барлиқ мәсилиләр тоғрисида сөһбәтлишишниң бир алдинқи басқучидур» дегән.

талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһидму тивиттер адреси арқилиқ сиддиқиниң сөзлирини өз пети тәкрарлап, дәсләпки қәдәм рамка келишиминиң һасил қилинғанлиқини җәзмләштүрди.

тәрәпләр мәзкур келишимниң тәпсилати тоғрисида мәлумат бәрмиди.

афғанистандики узун йиллардин буйан давамлишиватқан ички урушқа хатимә бериш үчүн талибан вә афғанистан һөкүмити һәйәтлириниң  12 – сентәбирдә қатарниң пайтәхти доһада башланған сөһбәтлири бәзи келишәлмәсликләр йүзисидин тоңлитип қойулғаниди.

бу җәрйанда шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато баш катипи йенс столтенберг афғанистан һөкүмити – талибан келишимигә йуқири баһа бәргәндин кейин сөзини давамлаштуруп, «йәнә бесилидиған узун йол бар. нурғун тосуқлардин һалқишқа тоғра келиду, шундақтиму бу муһим вә җасарәт билән ташланған бир қәдәм» деди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо, икки тәрәпниң сөһбәтләрни давамлаштуруш тоғрисидики мәзкур келишимидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрди вә қарарға «бир бурулуш нуқтиси» дәп баһа бәрди.

қатар вә пакистан һөкүмәтлириму тәрәпләр оттурисида һасил қилинған келишимдин хушаллиқ һес қилғанлиқлирини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر