хитай шималий корейәгә қаритлған б д т ниң ембаго қарарлириға хилаплиқ қилмақта

бейҗиң даирлири «хитай шималий корейәгә қаритлған б д т ниң ембаго қарарлириға хилаплиқ қилмақта» дегән американиң әйибләшлирини рәт қилди.

1538930
хитай шималий корейәгә қаритлған б д т ниң ембаго қарарлириға хилаплиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи министирлиқи байанатчиси хуа чүнйиң америка ташқи ишлар министирлиқиниң шималий корейә мәсилилиригә мәсул муавин вәкили алекис воңниң хитайни әйибләп, бейҗиң һөкүмитиниң һәтта шималий корейәлик тохтамлиқ ишчиларни чеградин қоғлап чиқиришни өз ичигә алған б д т ембарголириниму иҗра қилишқа урунмиғанлиқи һәққидики сөзлири үстидә тохталди.

хуа чүнйиң хитайниң б д т бихәтәрлик кеңиши даимий әзаси вә «мәсулийәтчан чоң күч» болуш сүпити билән, б д т қарарлирини даим әстайидил иҗра қилип  қиливатқанлиқини вә хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини ада қиливатқанлиқини ейтти.

хуа чүнйиң һазирқи вәзийәттә һәр қайси тәрәпләрниң күчи вә вақтини корейә йерим арилидики сийасий йаришиш мусаписини илгири сүрүшкә сәрп қилиши, ембарголарниң шималий корейә нопуси вә турмушиға көрситидиған сәлбий тәсиригә техиму бәк диққәт қилиши лазимлиқини илгири сүрүп, «ковид -19 йуқуминиң давамлиқ кеңийишигә әгишип, бихәтәрлик кеңишини ембарго қарариниң бикар қилинидиған маддилири һәққидә сөһбәтни тездин башлашқа, ембарголарда, болупму керәклик турмуш мәнбәлиригә даир зөрүр болған орунлаштурушларни қилишқа һәмдә йерим аралда сийасий һәл қилиш чариси йаритишқа йәнә бир қетим чақириқ қилимиз» деди.

америка әмәлдари алекис воң сәйшәнбә күни вашингитонда өткүзүлгән бир йиғинда, хитай  ширкәтлириниң шамалий корейә билән б д т чәклигән таварлар содиси қилишиға хитай һөкүмити тәрипидин изчил рухсәт қилиниватқанлиқини оттуриға қойған иди.

алекис воң експорт қилинишиға мәхсус ембарго йүргүзүлгән «көмүр» ни хитай вә шималий корейә байрақлиқ парахотларниң  изчил һалда шималий корейәгә тошуватқанлиқини билдүргән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر