сомалида йүз бәргән адәм бомба һуҗуми нурғун кишиниң җениға замин болди

сомалиниң пайтәхти могадишуда айродурум әтрапидики бир чайханида йүз бәргән адәм бомба һуҗумида 8 киши һайатидин айрилди, 10 киши йариланди.

1535936
сомалида йүз бәргән адәм бомба һуҗуми нурғун кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, могадишу шәһириниң  « KM4» районидики ават бир чайханида, бир зораван үстигә теңивалған бомбини партлатқан, һуҗумда, истанбулдики бир университетни оқуш йардәм пулиға тайинип пүттүргән вә 3 ай бурун дөлитигә қайтқан сомалилиқ ибраһим абдиму җенидин айрилған.

америка қошма иштатлири муавин дөләт мудапиә министири кристофир миллерниң могадишу зийаритидин бирқанчә саәт кейин йүз бәргән һуҗумниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати әшшәбаб өз үстигә алған.

миллер зийаритидә, америка қошма иштатлириниң могадишу әлчиси вә районда вәзәпә өтәватқан һәрбий хадимлар билән көрүшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر