әнглийә билән йавропа иттипақи оттурисида ихтилап давамлишиватиду

йавропа иттипақи әнглийә билән келәчәктики мунасивәтләр вә сода келишими музакирәлиридә пикир айримичилиқиниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

1535645
әнглийә билән йавропа иттипақи оттурисида ихтилап давамлишиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиши баш музакирәчиси мишел бағини (Michel Barnier) твиттерда, йавропа иттипақи билән әнглийә оттурисида давамлишиватқан музакирәләр тоғрисида учур һәмбәһирлиди.

у тәрәпләр арисида белиқчилиқ, дөләт йардими вә кәлгүсидә йүз бериш еһтимали болған ихтилаплар мәсилисидә һазирчә келишим һасил қилинмиғанлиқини билдүрди. у мундақ деди:

«муһим пикир ихтилаплири давамлишиватиду. йавропа иттипақи вә әнглийә оттурисидики музакирәләрни давамлаштуруш үчүн, гуруппидикиләр бирликтә лондонға баримиз.»

у бүгүн (2020-йили 27-нойабир) йавропа иттипақи дөләтлири вә йавропа парламенти әзалириға музакирәләр һәққидә мәлумат беридиғанлиқини қәйт қилди.

өткән һәптә бир музакирәчиниң вухән вируси(Kovid-19)  йуқумланғанлиқиниң байқилиши сәвәбидин, әнглийәниң иттипақтин айрилиш музакирәлири тохтитилған вә арқидин син йиғинлири билән давамлашқан иди. йавропа иттипақидин 2020-йили 31-йанвар рәсмий айрилған әнглийә, иттипақ билән содини асас қилған һалда икки тәрәп мунасивәтлири тоғрисида кәң даирилик музакирәләрни давамлаштурмақта.

йавропа иттипақи билән әнглийә оттурисидики музакирәләрдә «адил риқабәтни капаләткә игә қилиш», сода ихтилаплирини қандақ һәл қилиш» вә «белиқчилиқ», ихтилаплиқ мәсилиләр болуп һесаблиниду. келишим һасил қилинмиған әһвалда икки тәрәп оттурисидики сода мунасивәтлири 2020-йили 31-декабирдин кейин, дунйа сода тәшкилатиниң бәлгилимилири бойичә болиду.

әнглийә ашу вақитқичә болған өткүнчи мәзгилдә, йавропа иттипақиниң бәлгилимилири бойичә иш қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر