сүрийәдә террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималидики баб наһийәсидә йүз бәргән аптомобил бомба һуҗумида 5 пуқра һайатидин айрилди, 18 пуқра йариланди.

1533492
сүрийәдә террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нәқ мәйданға йетип барған от өчүрүш әтрәтлири, һуҗумдин кейин йүз бәргән от апитигә мудахилә қилди. йаридарлар баб наһийәсидики дохтурханиларға орунлаштурулди.

өлгәнләр саниниң көпийип кетишидин әндишә қилиниватқан һуҗум нәтиҗисидә, көп санда аптомобил ишләткили болмайдиған дәриҗидә вәйран болди.

игилинишичә, йәрлик дөләт хәвпсизлик күчлири, һуҗумниң террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к тәрипидин елип берилған болуш еһтималлиқи үстидә тәкшүрүш елип бармақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر