русийәниң ковид-19 ваксинасиниң баһаси америка ваксинасидин әрзан болиду

русийәдә ишләпчиқириливатқан ковид-19  ға қарши «Sputnik V» намлиқ ваксинаниң америка дора ширкәтлири ишләватқан ваксинадин әрзан болидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

1532184
русийәниң ковид-19 ваксинасиниң баһаси америка ваксинасидин әрзан болиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә биваситә мәбләғ селиш фондиниң елан қилған байанатида, гамалейа дөләтлик йуқумлуқ кесәлликләр вә микро биологийә тәтқиқат орни тәрипидин тәтқиқ қилип ишләпчиқирилған ваксинаниң баһаси тоғрисида мәлумат бәрди.

бу ваксинаниң баһасиниң келәр һәптә елан қилинидиғанлиқи билдүрүлгән байанатта йәнә, америка дора ширкити «Pfizer» тәтқиқ қилип йасап чиққан ваксинаниң баһасиниң 19.5 доллар (тәхминән 148 түркийә лираси) икәнлики, биотехника ширкити модернаниң ваксинасиниң баһасиниң 25-37 доллар (тәхминән 190-280 түркийә лираси) икәнлики әскәртилди.

байанатта «Sputnik V» намлиқ русийә ваксинаниң баһасиниң  болса, америка ваксинасиниң баһасидин төвән болидиғанлиқи илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر