б д т баш катипи ефийопийәдә инсанпәрвәрлик каридори ечилиши үчүн чақириқта болди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш ефийопийәниң шималида давамлишиватқан тоқунушларниң адәмни қаттиқ әндишигә салидиғанлиқини билдүрүп, инсанпәрвәрлик каридори ечилиши тоғрулуқ чақириқта болди.

1531847
б д т баш катипи ефийопийәдә инсанпәрвәрлик каридори ечилиши үчүн чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: гутереш, хәлқара җәмийәтниң нәзирини ефийопийәниң шималида давамлишиватқан вә адәмни қаттиқ әндишигә салидиған тоқунушларға ағдуруп, тәрәпләрни хәлқара инсанпәрвәрлик қануниға һөрмәт қилишқа чақирип мундақ деди: «инсанпәрвәрлик каридори ечилиши тоғрулуқ чақириқта болимиз. дәрвәқә, бу инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң районға йәткүзүп берилиши үчүн интайин зөрүр.»

бу арилиқта, у, америка қошма иштатлириниң йәмәндики һусийларни террорлуқ тәшкилати, дәп елан қилиш еһтималлиқиниң бар - йоқлуқиға алақидар соалға җаваб бәргәндә, мундақ деди: «мениңчә, бу басқучта кемини тәврәтмәсликимиз керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر