руһани: байдин дәвридә тәһдит муһитидин пурсәт муһитиға қарап һәрикәт қилимиз

руһани пайтәхт теһран чақирилған ички кабинет йиғинидин кейин сөз қилип, америкадики пирезидентлиқ сайлимидин кейинки йеңи басқуч тоғрисидики қарашлирини ортақлашти.

1529987
руһани: байдин дәвридә тәһдит муһитидин пурсәт муһитиға қарап һәрикәт қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани, америка қошма иштатлири пирезидентлиқиға сайланған җо байдин һөкүмитиниң вәзипә өтәшкә башлиши билән бирликтә америка билән тәһдит муһитидин чиқип аста – аста пурсәт муһитиға қарап илгирләйдиғанлиқлирини ейтти.

руһани пайтәхт теһран чақирилған ички кабинет йиғинидин кейин сөз қилип, америкадики пирезидентлиқ сайлимидин кейинки йеңи басқуч тоғрисидики қарашлирини ортақлашти.

америка һөкүмитиниң җо байдин бирликтә қайтидин хәлқараниң қанун – пиринсиплириға қайтидиғанлиқини вә буниң билән тәң шәрт – шараитниңму өзгиридиғанлиқини илгири сүргән руһани, «америка билән тәһдит муһитидин аста – аста пурсәт муһитиға қарап һәрикәт қилимиз. алдимиздики күнләрдә шәртләрни техиму йахши болиду, дәп ойлаймиз. бундақ десәк, бәзиләр дәрһал <америка билән сөһбәтлишишни халайсиләр> дәйду. йақ, мәсилә америка билән сөһбәт өткүзүш мәсилиси әмәс» дегәнләрни қәйт қилди.

ирандики бәзи қатламларниң һөкүмәтни тәнқид қилиш үчүн американи ақлиғанлиқини билдүргән руһани, «америка һөкүмитини ақлимаңлар. бу, бир қатил һөкүмәттур. уни немишқа ақлимақчи болисиләр? американиң ахирқи һөкүмити террорчи иди. бәзилири уни бикардин бикарға ақлимақта. чәт әл медийаси пул алғанлиқи үчүн ақлайду. бирақ бәзиләр һөкүмәткә (иран) зийан йәткүзүш вә 2021 – йилидики сайламларға муһит һазирлаш үчүн американиң садир қилған җинайәтлирини ақлимақта. хәлқ арисида үмидсизлик уруқини чечиш миллий хийанәттур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر