фирансийәниң әң ахирқи мәликиси антойнеттениң айиғи 43 миң 750 йавроға сетилди

версай шәһиридики осенат музейи өйидә, антойнеттеға тәвә икәнлики ениқланған йипәк вә өчкә терисиниң арилашмисидин йасалған ақ рәңлиқ айағ талаштуруп сетишқа қойулди.

1528676
фирансийәниң әң ахирқи мәликиси антойнеттениң айиғи 43 миң 750 йавроға сетилди

түркийә авази радийоси хәвири: пашниси 4.7 сантиметир, узунлуқи 22.5 сантиметир келидиған 36 номурлуқ айағ 43 миң 750 йавроға сетилди.

бу айағниң мәликәниң баш хизмәтчиси мадам кампанниң йеқин дости мари-емили лесчевин вә нәврилири тәрипидин бүгүнгә қәдәр сақлинип кәлгәнлики билдүрүлди.

талаштуруп сетишта йәнә, 1824 - йили фирансуа-жан гарнерай тәрипидин 14 - луйисниң шәрипигә сизилған «Moliere» намлиқ рәсимму 75 миң йавроға сетилди.

мәликә марий антойнетте франсийә падишаһи 16 - луис билән той қилған болуп, у шану -шәвкәтлик һайати вә ечинишлиқ өлүми билән франсийә инқилабиниң унтулғусиз исимлириниң биригә айланған иди.

мәликә антойнетте фирансийә инқилаби мәзгилидә, йәни 1793 - йили 37 йаш вақтида, пайтәхт парижниң символлиридин бири болған конкорд мәйданида җадиға бесип өлтүрүлгән болуп, униң һайати нурғунлиған кино вә китабларға тема болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر