вашингитондики доналд трампни қоллаш намайишида малиманчилиқ йүз бәрди

пирезидент доналд трампниң «сайламда һелә ишлитилгән» дәп қариған қоллиғучилири түнүгүн пайтәхттә намайиш өткүзди. намайиштин кейин, кочиларда малиманчилиқ йүз бәрди.

1527934
вашингитондики доналд трампни қоллаш намайишида малиманчилиқ йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америкада 3 – нойабирдаөткүзүлгән пирезидентлиқ сайлими һәққидики  талаш тартишлар давамлашмақта.

вашингитонда трампниң йүзмиңлиған қоллиғучилири сайламда беләтләрниң оғирланғанлиқини илгири сүрүп, «милйон <MAGA> америкини қайтидин йүксәлтәйли марши» намида тирампқа болған қоллишини намайан қилди.

трампму аптомобили билән намайишчилар турған әркинлик мәйданини айлинип чиқти вә қол пулаңлитип қоллиғучилириға рәһмәт ейтти.

намайишчиларниң бәзилири бу йәрдики нутуқлардин кейин қурултай бинасиға қарап йүрүш қилди.

йәнә бир гуруппа америка алий сот мәһкимисиниң алдиға йиғилип, <MAGA> шәпкиси вә майкисини кийишкән, қоллирида байрақларни көтүрүшкән һалда, трампни қоллап шоарларни товлиди. адил вә мустәқил сайлам өткүзүшкә чақирди.

трампни қоллайдиған бәзи гуруппилар билән «қаратәнликләрниң һайати муһим (BLM)» вә антифа қатарлиқ гуруппилар ақсарайға йеқин районларда доқурушти.

гуруппилар арисида ағзаки талаш тартишлардин башқа йәнә, бәзи нуқтиларда кичик сүркилишләрниңму йүз бәргәнлики көрүлди.

вәқәдә африқилиқ бир кишиниң пичақланғанлиқиға даир сүрәтләр иҗтимаий таратқуларда тарқитилди.

сақчилар тездин арилишип, гуруппиларни айриди. кәм дегәндә 10 кишиниң назарәткә елинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر