қарабағ келишими әрменийәдә истепа намайишлириға сәвәб болди

әрменийәдә әзәрбәйҗан билән тағлиқ қарабағда урушни ахирлаштурған келишимниң имзалиниши сәвәбидин һөкүмәтниң истепасини тәләп қилип өткүзүлгән намайишлар давамлашмақта.

1527045
қарабағ келишими әрменийәдә истепа намайишлириға сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә өктичи партийәлири тәрипидин пайтәхт йеривандики әркинлик мәйдани вә матенадаран иниститутиниң алдида өткүзүлгән намайишқа миңларчә киши қатнашти.

намайишчилар баш министир никол пашинйанниң тағлиқ қарабағда әзәрбәйҗанға йиңилгәнни қобул қилғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, һөкүмәтниң итепа беришини тәләп қилди.

намайишларда 60 тин артуқ намайишчиниң тутулғанлиқи билдүрүлди.

әрменийә баш министири никол пашинйан хәлққә хитаб қилип, әзәрбәйҗан билән тағлиқ қарабағда уруш тохтитиш үчүн түзүлгән келишимниң ечинишлиқ икәнликини, әмма вәзийәтни техиму начарлаштурмаслиқ керәкликини тәкитлиди.

у: «келишимни имзалимиған болсақ, қарабағдики 20 миң әскиримиз қоршавға елинатти. бу келишим қарабағ мәсилисини ахирлаштурғанлиқ мәнисини билдүрмәйду» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر