пирезидент трамп хитай армийәсигә ембарго йүргүзидиған қаранамәни имзалиди

америка пирезиденти доналд трамп америкалиқларниң хитай армийәсини қоллиған хитай ширкәтлиригә мәбләғ селишни чәкләйдиған қарарнамәни имзалиди.

1527091
пирезидент трамп хитай армийәсигә ембарго йүргүзидиған қаранамәни имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай хитай армийәсини қоллиған хитай ширкәтлиригә мәбләғ селишни чәкләйдиған қарарнамә имзаланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, америка пирезиденти доналд трампниң, хитайниң армийәни вә истихбаратчилиқини тәрәққий қилдуруш үчүн америка сәрмайисини барғанчә експилататсийә қиливатқанлиқиға ишарә қилип, бу әһвалниң америкаға бивастә тәһдит салғанлиқини тәкитлиди.

пирезидент трамп хитайниң хусусий ширкәтләрни армийәни вә истихбарат һәрикәтлирини қоллашқа мәҗбурлап, һәрбий санаитини тәрәққий қилдурғанлиқинқи әскәртип, бу ширкәтләрниң америка мәбләғ салғучилириға өй-земин сетип сәрмайисини ашурғанлиқини билдүрди.

у: «хитай бу шәкилдә армийәниң тәрәққийатиға вә заманивийлаштурушиға мәбләғ һәл қилиш үчүн америкалиқ мәбләғ салғучилардин пайдилиниватиду» деди.

2021-йили 11-йанвар иҗра қилинидиған қарарниң, хитайниң чоң авийатсийә, бинакарлиқ, технологийә вә телеграф ширкәтлиригә тәсир қилидиғанлиқи қәйт қилинмақта.

америка таратқулиридики хәвәрләрдә, америка дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бекитилгән 31 хитай ширкитиниң тизимликкә киргүзүлгәнлики билдүрүлди.

бу ширкәтләр ичидики хитай көчмә хәвәрлишиш вә хитай телеграф ширкәтлири америка аксийә базарлирида паалийәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر