трамп алий сотқа әрз қилиши мумкинликини ейтти

пирезидент трамп сайламларға мунасивәтлик қануни мусапиләрниң башлинидиғанлиқини вә бәлки алий сотқа әрз қилиши мумкинликини ейтти.

1523049
трамп алий сотқа әрз қилиши мумкинликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент трамп 3-нойабир (2020) өткүзүлгән вә нәтиҗилири һазирғичә җәзмләшмигән сайламлар тоғрисида ақсарайда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у сайламларниң бихәтәрликини сақлаш үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткәнликлирини билдүрүп: «қануний йоллар билән ташланған беләтләрни һесаблисаңлар, биз сайламда наһайити асанла утимиз. қанунсиз вә кечикип кәлгән беләтләрни санисаңлар, демократлар бу сайламни биздин оғриливелиши мумкин. буниңға әһмийәт беримиз» деди.

у һазирниң өзидә флорида, айова, индийана, охайо қатарлиқ муһим иштатларда ғәлибә қилғанлиқлирини әскәртип: «биз чоң таратқулар, пул вә технологийә ширкәтлириниң тосқунлуқиға қаримай, бу зәпәрләрни қолға кәлтүрдуқ. әлрайи ширкәтлири бу сайламда билип туруп, хата учур бәрди. бу наһайити бимәнилик. олиғанлиридәк көк долқун йү збәрмиди, униң орниға қизил долқун чиқти. таратқулардики әлрайи нәтиҗилири арқилиқ сайламға арилишишқа урунди» деди.

у кеңәш палатасида үстүнлүкни игәллигәнликлирини, авам палатасида орунлирини йоқитип қоймиғанлиқлирини билдүрүп: «барлиқ һәл қилғуч йәрләрдә биз ғәлибә қиливататтуқ. кейинчә туйуқсизла мөҗзилик шәкилдә беләт санимиз чүшүшкә башлиди. демократлар көзәткүчиләрниң қануний һоқуқлиридин пайдилинишиға рухсәт қилмиди. бәзи җайларда сотқа әрз қилдуқ» деди.

у нәтиҗиләрниң техичә җәзмләшмигән аризонада ғәлибә қилидиғанлиқлириға ишинидиғанлиқини тәкитләп: «биз бу сайламниң бихәтәрликини қоғдаймиз вә қанунсизлиқниң мушундақ муһим сайламни оғрилишиға рухсәт қилмаймиз. һечкимниң авазиниң бастурулушиға вә раст болмиған нәтиҗиләрниң пәйда қилинишиға рухсәт қилмаймиз. биз бу йәрдә ‹қануний› дегән сөзни тәләппуз қилишқа мәҗбурмиз. барлиқ қануний беләтләр санилиши керәк. биз очуқ-ашкара болушни тәләп қилимиз. мәхпий беләт санаш өйлирини, сирлиқ һалда пәйда болуп қалған аваз тамғилирини вә сайлам күнидин кейин қанунсиз һалда ташланған беләтләрни халимаймиз. оттурида нурғун дәвалар болиду. чүнки қолимизда нурғун дәлилләр бар. бу алий сотта ахирлишиши мумкин. бизниң нурғун әрз қилғанлиқимизни көрсиләр, чүнки бу сайлам биздин оғриливелинған болуши мумкин. бир қанчә ай бурунла почта арқилиқ ташланған беләтләрниң апәт болидиғанлиқини ейтқан идим» деди.

демократларниң намзати җо байдин твиттерда байанат елан қилип: «һечким демократийәни тартивалалмайду, һазирму вә кейинму» деди.

у делавара иштатида байанат елан қилғанда, сайламда ғәлибә қилидиғанлиқидин гуманлаймайдиғанлиқини билдүрүп, қоллиғучилиридин тәмкин болушни тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر