америка сайлиминиң дәсләпки нәтиҗилири...

америкада җумһурийәтчиләрниң пирезидент намзати доналд трамп билән демократларниң пирезидент намзати җо байдин оттурисидики пирезидентлиқ риқабити ахирлашти.

1521532
америка сайлиминиң дәсләпки нәтиҗилири...

түркийә авази радийоси хәвири: америкада 50 иштат вә америкаға қарашлиқ алаһидә мәмурий район болған порто рико (Porto Riko) да 250 милйон сайлиғучи, төт йил вәзипә өтәйдиған 59-нөвәтлик пирезидентни сайлаш үчүн  беләт ташлиди.

сайламда, конгрәниң икки қанитини тәшкилләйдиған 435 кишилик авам палатасиниң һәммисини вә 100 кишилик кеңәш палатасидики 35 орунни бәлгиләш үчүн беләт ташланди.

америка бирләшмә агентлиқи (Associated Press) ниң рәсмий болмиған нәтиҗилиригә асасланғанда, америка пирезиденти трамп кентакй (сәккиз вәкил), ғәрбий вирҗинийә (бәш вәкил) миссисипи (алтә вәкил) алабама (тоққуз вәкил), җәнубий каролина (тоққуз вәкил) оклахома (йәттә вәкил) тенесси (11 вәкил), индийана (11 вәкил), җәнубий дакота (үч вәкил), шималий дакота (үч вәкил) вйомиң (үч вәкил) небраска (бәш вәкил) луйисана (сәккиз вәкил), аркансас (алтә вәкил) канзас (алтә вәкил), миссури (10 вәкил), йутаһ (алтә вәкил) охайо (18 вәкил), монтана (үч вәкил), флорида (29 вәкил), айова (алтә вәкил) айдахо (төт вәкил) вә тексас (38 вәкил) иштатлирида ғәлибә қилди.

демократларниң пирезидент намзати җо байдин болса, вермонт (үч вәкил), вирҗинийә (13 вәкил), массачустис (11 вәкил), делавара (үч вәкил), иллинойс (20 вәкил), нийу җерсей (14 вәкил), мариләнд (10 вәкил), нийу йорк (29 вәкил), коннектикат (йәттә вәкил), колорадо (тоққуз вәкил), вашингтон д с (үч вәкил), вашингтон (12 вәкил), нийу хампшир (төт вәкил), род арили (төт вәкил), йеңи мексика (бәш вәкил), ориген (йәттә вәкил), калифорнийә (55 вәкил), миннесота (10 вәкил) вә һавай (төт вәкил) қатарлиқ иштатларда ғәлибә қилди.

кеңәш палатаси вә авам палатасиға ташланған беләт нәтиҗилири төвәндикичә:

америка таратқулиридики хәвәрләргә асасән, һазирғичә кеңәш палатасида демократлар 45 орунға, җумһурийәтчиләр 44 орунни қолға кәлтүргән. авам палатасида болса, җумһурийәтчиләр 145 орунни, демократлар 119 орунға игә болған.

рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда, җумһурийәтчиләрниң намзати пирезидент трамп 212 авазға, демократларниң намзати җо байдин 223 авазға еришкән. ташланған  100 милйон 300 меңға йеқин беләт, вухән вируси(Kovid-19)  сәвәбидин көплигән иштатта балдур ташланған.

бу җәрйанда, сайламдин кейин, башлиниш еһтимали болған коча вәқәлири сәвәбидин пайтәхт вашингтон вә ақсарайниң әтрапида қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинди.

ақсарай әтрапидики нурғунлиған коча вә йоллар, ақсарайниң удулидики лафийә бағчиси (Lafayette Park) вә арқисидики еллипс бағчиси (Ellipse Park) кириш еғизлири тақалди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر