вухән вирусиниң ген өзгириши сәвәбидин йуқумлиниш күчи техиму ашти
вухән вирусиниң ген өзгириши сәвәбидин йуқумлиниш күчи техиму йуқири өрләп кәткән болиши мумкин.
![вухән вирусиниң ген өзгириши сәвәбидин йуқумлиниш күчи техиму ашти](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/c767/a880/30d3/5edc0ed1c12f7.jpg?time=1719178202)
түркийә авази радийоси хәвири: «MBIO» журнилида елан қилинған тәтқиқатлар даирисидә, америка тексас унверситити мутәхәссислири тәрипидин 5 миңдин артуқ бимар тәкшүрүлди.
тәтқиқатта, ковид -19 ни техиму йуқумлуқ һалға кәлтүридиған вә «D614G» дәп атилидиған генниң өзгириши, инсан һүҗәйрисини вирусниң киришигә ачидиған учлуқ ақсилда байқалғанлиқи, вухән вирусиниң биринчи долқунида, хостондики бимарларниң %71 идә бу хил ген өзгиришиниң көрүлгәнлики вә иккинчи долқунида бу нисбәтниң %99.9 гә өрлигәнлики көрүлди.
тәтқиқат гурупписидики мутәхәссисләрдин илйа финкелштейн бу тәтқиқатта вирустики ген өзгиришлириниң тасадипийлиқ характеригә игә икәнликини оттуриға қойди.
тәтқиқат гурупписи җәмий 285 өзгиришни байқиған болуп, буларниң көпинчисиниң кесәлликниң еғирлишида көрүнәрлик тәсири болмиғанлиқини ейтти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![ливан һизбуллаһи: исираилийә пушайман қилиду](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/3cc3/db28/e5e7/571459f87d3d8.jpg?time=1719178203)
ливан һизбуллаһи: исираилийә пушайман қилиду
ливан һизбуллаһи исираилийә һуҗум қилса «пушайман» қилидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.