афғанистанда талибанниң һуҗумида нурғун пуқра қаза қилди

афғанистанда талибан әзалириниң ракетамийот һуҗумида 6 пуқра җенидин айрилди.

1517490
афғанистанда талибанниң һуҗумида нурғун пуқра қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәлх вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики идариси байанатчиси адилшаһ адилниң билдүрүшичә, бәлх вилайити шолгара наһийәсиниң хәлқаҗәр йезисида талибан әзалириниң ракетамийот һуҗумида 6 пуқра һайатидин айрилған, бири йариланған.

талибан тәрипидин бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر