йәмән һөкүмити түркийә қизилай хадимиға қилинған һуҗумни әйиблиди

йәмән һөкүмити әдәндә түркийә қизилай җәмийитиниң бир хадими йариланған һуҗумни әйиблиди.

1513359
йәмән һөкүмити түркийә қизилай хадимиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән «саба» (SABA) рәсмий хәвәр агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, йәмән ташқи ишлар министирлиқи түркийә қизилай хадимиға қилинған һуҗум тоғрисида йазма йайанат елан қилған.

йәмән һөкүмитиниң әдәндә түркийә қизилай җәмийитиниң вакаләтханисида хизмәт қилидиған бир хадимниң йарилинишиға сәвәб болған қораллиқ һуҗумни әйиблигәнлики қәйт қилинған байанатта, мунасивәтлик органларниң вәқәни йеқиндин көзитиватқанлиқи, җинайәтчиләрни тутуш вә қанун бойичә җазаға тартиш үчүн тәкшүрүш ишлирини башлиғанлиқи әскәртилди.

байанатта, йәмән ташқи ишлар министирлиқиниң әдәндики бир дохтурханида давалиниватқан түркийә қизилай хадимиға шипалиқ тилигәнликиму қәйт қилинди.

түркийә қизилай җәмийитиниң башлиқи кәрәм киник түнүгүн (2020-йили 20-өктәбир) твиттерда байанат елан қилип, йәмәндики түркийә қизилай вакаләтханисида хизмәт қилидиған бир хадимниң қораллиқ һуҗумға учрап йариланғанлиқини билдүргән иди.

түркийә қизилай җәмийити йәмәнниң охшимиған районлирида еһтийаҗлиқ кишиләргә йемәк-ичмәк, кийим-кечәк, дохтурханиларға дора вә тиббий үзкүниләрни йардәм қилип кәлмәктә.

узун вақиттин бери сийасий муқимсизлиқ һөкүм сүрүватқан йәмәндә, һусийлар билән һөкүмәткә қарашлиқ күчләр оттурисида тоқунушлар давам қилмақта.

б д т ниң мәлуматлирида қәйт қилнишичә, дунйада әң еғир инсаний киризисларни баштин кәчүрүватқан йәмәндә, нопусниң %80 и йардәм вә қоғдашқа еһтийаҗлиқ вәзийәттә турмақта икән.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر