фирансийә тутуш буйруқи чиқарған даешчи аданада тутулди

фирансийә тәрипидин «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқирилған террорлуқ тәшкилати даеш әзаси сумәййә рәисси түркийәниң адана вилайитидә қолға чүшти.

1510411
фирансийә тутуш буйруқи чиқарған даешчи аданада тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: адана вилаийәтлик җамаәт хәвпсизлики баш идариси әтрәтлири, фирансийә даирилири тәрипидин «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқирилған террорлуқ тәшкилати даеш әзаси, 30 йашлиқ сумәййә рәиссиниң шәһәргә кәлгәнликини ениқлап чиққандин кейин, тунис пуқраси даешчини йалған кимлик билән сәйһан наһийәсиниң намиқ кәмал мәһәллисидә қолға чүшүрди.

фирансийә даирилири тәрипидин «хәтәрлик» вә «террорлуқ паалийәтчиси» дәп ройхәткә елинған рәисси, җамаәт хәвпсизлики идарисиға елип берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر